русийәниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң мәктуплириға җаваб қайтурмиғанлиқи илгири сүрүлди

хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси баш тәптиши кәрим хан, русийәниң украинада уруш җинайити садир қилғанлиқи тоғрисидики әйибләшләргә мунасивәтлик уқтурушларға җаваб қайтурмиғанлиқини билдүрди.

1819911
русийәниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң мәктуплириға җаваб қайтурмиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши фирансийә билән албанийәниң тәклипигә  бинаән русийәниң украинада садир қилған уруш җинайитини музакирә қилиш тоғрисида ғәйрий рәсмий йиғин чақирди.

хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси баш тәптиши кәрим хан йиғинда сөз қилип, 43 дөләтниң украинадики уруш җинайити әйибнамисини хәлқара җинайи ишлар сотиға йоллиғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «мән русийәгә 3 уқтуруш әвәткән болсамму, әмма җавабқа еришәлмидим, мән давамлиқ тиришимән... бизниң һәқиқәткә йетиштин башқа һечқандақ нишанимиз вә сийасий күнтәртипимиз йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.

 - айниң 1-күни русийә армийәсидин кийевға йеқин буча шәһирини азад қилған украина армийәси, биналири вәйран қилинған, кочилири җәсәтләргә толған шәһәр мәнзирисигә дуч кәлгән, кийев әтрапидики азад қилинған олтурақ районидин 410 пуқраниң җәсити тепилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر