русийә твиттерға 3 милйон рубли җәриманә қойди

русийәдики бир сот мәһкимиси, чәкләнгән мәзмунларни өчүрмигәнлики үчүн иҗтимаий алақә суписи твиттерға ға 3 милйон рубли җәриманә қойди.

1819925
русийә твиттерға 3 милйон рубли җәриманә қойди

түркийә авази радийоси хәвири: 41 миң америка доллириға тәң келидиған мәзкур җәриманиниң, от қойуш, бузғунчилиқ селиш қилмишлирида ишлитилидиған атәш топларни йасаш усуллирини өгитиш қатарлиқ чәкләнгән мәзмунларни өчүрмигәнлики үчүн қойулғанлиқи билдүрүлди.

интерфакс хәвәр агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, русийә буниңдин илгири охшаш сәвәбләрни илгири сүрүп гогулғиму охшаш миқдарда җәриманә қойғаникән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر