коң шуанйо: хитайға рәқиб йаки дүшмәндәк муамилә қилиш мунасивәтләрни начарлаштуриду

хитайниң токйода турушлуқ баш әлчиси коң шуанйо, йапонийә «хитайға рәқиб йаки дүшмәндәк муамилә қилишни давамлаштурған тәқдирдә» мунасивәтләрниң начарлишидиғанлиқини ейтти.

1819599
коң шуанйо:  хитайға рәқиб йаки дүшмәндәк муамилә қилиш мунасивәтләрни начарлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: баш әлчи коң, йапонийә - хитай мәбләғ селишни илгири сүрүш тәшкилатиниң «йапонийә – хитай мунасивәтлири нормаллашқанлиқиниң 50 йиллиқи»ни хатириләш паалийәтлириниң бир қисми сүпитидә интернет муһитида орунлаштурған сөһбәт йиғинида, 100 дин артуқ йапон карханичисиға хитаб қилди.

йапонийә һөкүмитиниң хитай мәсилисидә америка билән қойуқ мунасивәт орнитишиниң бейҗиңни үмидсизләндүридиғанлиқини билдүргән баш әлчи коң: «әгәр йапонийәдики бир қисим кишиләрниң тар сийасий җуғрапийәлик қарашқа вә соғуқ мунасивәтләр орушиниң лагерлар ара тоқунуш роһий һалитигә игә болса, улар тәбиийла хитайни йақтурмайду вә уни тәһдит, һәтта дүшмән дәп қарайду» деди.

у, икки дөләт мунасивитини «көңүлдикидин йирақ» дәп тәсвирләп: «биз алға илгирилийәләйдиған йаки чекинидиған бир доқмушта туруватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

баш әлчи коң шуанйо, йапонийә билән хитайниң өзара сода алақисигә «өзара тайинишчан вә айрилмас» дәп баһа берип, сода дунйасини икки дөләт оттурисидики җиддий мунасивәтни йахшилашқа төһпә қошушқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر