америка сүрийәниң раққә вилайитидики һәрбий нуқтиларни хизмәткә кириштүрди

америка сүрийәниң шәрқий шималиға җайлашқан раққә вилайитидә илгири бошатқан икки нуқтини қайтидин хизмәткә кириштүриду.

1819103
америка сүрийәниң раққә вилайитидики һәрбий нуқтиларни хизмәткә кириштүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка әскәрлири сүрийәниң раққә вилайитидики һәрбий нуқтиларға қайтидин орунлишишқа башлиди.

йәрлик мәнбәләрдин елнған мәлуматларға асасланғанда, америка әскәрлири түркийә 2019-йили тинчлиқ булиқи һәрикити башлаштин қисқа вақит илгири бошатқан раққәдики бәзи нуқтиларға қайтидин орунлишиду.

йеқинқи айларда русийәниң раққәдики һәрикәтлиридин биарам болуватқан вә сүрийәдики мәвҗутлуқини һес қилдурушни мәқсәт қилған америка қисимлири, бир айдин бери раққә вилайитиниң мәркизигә йәттә километир келидиған 17-полк билән вилайәт мәркизигә 50 километир келидиған табка һәрбий айродурумидики базилириға қайтидин орунлишишқа башлиди.

табка һәрбий айродурумини актип ишлитиватқан америка, раққәдики һәрбий тирансипорт айропиланлири билән һәрбий тәминләш ишлирини күчәйтмәктә.

америка райондики һәрбий нуқтилириниң иран қоллиши астидики чәт әллик террорист гуруппилириниң һуҗумиға учришидин кейин, бу йил (2022) бешидин тартип һасәкә, дейризор вә раққәдики һәрбий базилирини күчәйтти.

вашингтон һөкүмити йеқинқи төт айда йуқирида тилға елинған вилайәтләрдики һәрбий база вә нуқтиларға йүзләрчә йүк аптомобили билән һәрбий әшйаларни тошиди.

фират дәрйасиниң шәрқидә й п г|п к к ишғали астидики районларда һәрикәт қиливатқан америка әскәрлири, һәрбий база вә һәрбий нуқтиларға һәрбий әшйаларни тошушни ирақ земини үстидин әмәлгә ашурмақта.

американиң сүрийәдики һумус чөлидики әл таниф базисидин башқа, һасәкә, раққә вә дейризор вилайәтлиридә й п г|п к к ишғали астидики районларда нурғун һәрбий база һәмдә һәрбий нуқтилири бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر