һинди фестивалида ток соқувәткән 11 адәм қаза қилди

һиндистанниң җәнубидики бир һинди фестивалида, бутхана аптомобилиға охшаш безәлгән йүк аптомобиллиридин бирини ток соқуветиши нәтиҗисидә 11 адәм қаза қилди.

1819242
һинди фестивалида ток соқувәткән 11 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹йеңи деһли› телевизийәси» ниң хәвәр қилишичә, һинди тәңрилириниң вәкиллирини тошушта ишлитилидиған «уруш аптомобиллири» шәклидә безәлгән йүк аптомобиллиридин бирини ток соқувәткән.

сақчи даирилириниң билдүрүшичә, тамил наду өлкисигә қарашлиқ танҗавур шәһиридә өткүзүлгән фестивал әснасида йүз бәргән һадисидә 11 киши қаза қилған, йариланған 3 киши дохтурханиға орунлаштурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر