елон маск Twitter ни сетивелиш үчүн пүтүшти

SpaceX вә тесланиң баш иҗраийә әмәлдари елон маск аммиви ортақлишиш тор бети Twitter ни тәхминән 44 милйард долларға сетивелиш үчүн пүтүшти.

1818021
елон маск Twitter ни сетивелиш үчүн пүтүшти

түркийә авази радийоси хәвири: аммиви ортақлишиш тор бети Twitter тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «һәр бир пайниң баһаси 54.20 доллар  болуш шәрти билән, Twitter ниң тәхминән 44 милйард доллар ға сетилиши үчүн келишим түзүлди. сетивелиш тамамланғандин кейин, Twitter шәхсий ширкәткә айлиниду.»

байанатта тәкитлинишичә, елон масик бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойуп мундақ дегән: «пикир әркинлики паал демократийәниң ул тешидур, Twitter болса инсанийәтниң келәчики үчүн интайин муһим мәсилиләр музакирә қилинидиған дигитал шәһәр мәйданидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر