русийәниң украинаға таҗавуз қилишиниң йавропаға биваситә тәһдит икәнлики илгири сүрүлди

йавропа иттипақи комиссийони рәиси урсула вон дер лейен, «русийәниң украинаға таҗавуз қилиши»ниң йавропаниң бихәтәрликигә биваситә тәһдит елип кәлгәнликини ейтти.

1818056
русийәниң украинаға таҗавуз қилишиниң йавропаға биваситә тәһдит икәнлики илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан пайтәхти йеңи деһлида өткүзүлгән «раисина дийалоги» намлиқ йиғинида сөз қилған урсула вон дер лейен, русийәниң «украинаға қаратқан орунсиз вә наһәқ таҗавузчилиқиниң бир истратегийәлик мәғлубийәт» болидиғанлиқини тилға елип: «бигунаһ пуқраларни зәрбә обйекти қилип өлтүрүш, күч ишлитиш арқилиқ чеграларни қайтидин сизиш, әркин хәлқниң ирадисини тизгинләш бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң асасий пиринсиплириға зит. биз русийәниң таҗавузчилиқини йавропада бихәтәрликимизгә биваситә тәһдит дәп қараймиз» деди.

у, йавропа иттипақиниң украинаниң әркинлик күришигә йардәм бериш үчүн қолидин келишичә тиришиватқанлиқини тәкитләп: «шуниң үчүн кәскин, еғир вә үнүмлүк җазаларни йолға қойушимиз шәрт иди» деди.

вон дер лейен җазаниң бирдинбир һәл қилиш чариси әмәсликини байан қилип, буларниң йавропа иттипақиниң «узун муддәтлик тинчлиқ елип келидиған дипломатик һәл қилиш чариси» тепишиға йардәмчи болидиған техиму кәң истратегийәниң бир қисми икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر