исламабад һиндистанниң «пакистанда оқумаслиқ» тоғрисидики чақириқиға наразилиқ билдүрди

пакистан, һиндистанниң пуқралириға қилған тоғрисидики чақириқидин әпсусланғанлиқини билдүрди.

1817829
исламабад һиндистанниң «пакистанда оқумаслиқ» тоғрисидики чақириқиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, һиндистан университетларға йардәм бериш комитети билән пүткүл һиндистан техника маарипи кеңиши байанатиниң услубиниң оқуғучиларға тәһдит селипла қалмай, йәнә мустәбит һакимийәт пуриқи тарқатқанлиқини әскәртти.

байанатта, йеңи деһли өзиниң «һинди улуси» тикләш бурчиниң бир қисми сүпитидә дөләттики чекидин ашқан милләтчиликни илгири сүрүш үчүн бу хил қәдәмләрни ташлиғанлиқиға ишарәт қилип өтүлди вә буниңға «ечинишлиқ» әһвал дәп баһа берилди.

пакистанниң, һиндистанниң пуқралириға қилған <пакистанда оқумаслиқ> тоғрисидики чақириқидин әпсусланғанлиқи тәкитләнгән байанатта, исламабадниң йеңи деһлиниң очуқ- ашкара кәмситиш һәрикитигә җаваб қайтуруш һоқуқини сақлап қалидиғанлиқи оттуриға қойулди.

4-айниң 23-күни һиндистан университетларға йардәм бериш комитети билән пүткүл һиндистан техника маарипи кеңиши байанат елан қилип, пакистанда оқуған пуқраларниң һиндистанда хизмәт тепиш йаки алий маариптин бәһримән болушқа лайиқ әмәсликини билдүргән, һәмдә һиндистан пуқралириниң пакистандики маарип органлирида оқумаслиқи тәләп қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر