русийәниң һуҗумлирида 215 нәпәр украиналиқ кичик бала қаза қилди

русийә армийәсиниң украинадики һуҗумлирида 215 нәпәр кичик бала һайатидин айрилип, 391 нәпәр кичик бала йариланди.

1817495
русийәниң һуҗумлирида 215 нәпәр украиналиқ кичик бала қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина баш тәптиш мәһкимисиниң байанатида, русийә қисимлириниң бомбардиманлирида 1500 дин артуқ маарип органлириниң зийанға учриғанлиқи, буларниң ичидә 102 муәссисәниң пүтүнләй вәйран қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта русийәниң һуҗумлири башланған  24-февралдин бүгүнгә қәдәр, 215 нәпәр кичик балиниң һайатидин айрилғанлиқи вә 391 нәпәр кичик балиниң йариланғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر