беннет билән җо байдин иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәси мәсилисини музакирә қилди

исираилийә баш мнистири нафтали беннет америка пирезиденти җо байдинниң иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәсини террорлуқ тәшкилати тизимликидин чиқирилишиға рухсәт қилмайдиғанлиқидин хатирҗәм икәнликини билдүрди.

1817397
беннет билән җо байдин иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәси мәсилисини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә һөкүмитиниң учур-алақә ишханиси баш министир беннет билән америка пирезиденти җо байдинниң телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, баш министир беннетниң америка пирезиденти җо байдинға қуддустики «зораванлиқ вә күшкүртчилик һәрикәтлириниң тохтитилиши үчүн қилинған хизмәтләр» тоғрисида мәлумат бәргәнлики қәйт қилинди.

икки рәһбәрниң иран мәсилиси үстидә өзара пикир алмаштурғанлиқи әскәртилгән байанатта, инқилабий муһапизәтчиләр армийәсини американиң чәт әл террорлуқ тәшкилатлири тизимликидин чиқириш тоғрисидики иранниң тәлипиниму музакирә қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта мундақ дейилди:

«мән исираилийәниң һәқиқий дости болған вә исираилийәниң хәвпсизликигә әһмийәт беридиған пирезидент җо байдинниң инқилабий муһапизәтчиләр армийәсини террорлуқ тизимликидин чиқиришқа рухсәт қилмайдиғанлиқидин хатирҗәм. исираилийә бу һәқтики мәйданини наһайити очуқ намайан қилди. иран инқилабий муһапизәтчилири армийәси дунйадики әң чоң террорлуқ тәшкилатидур.»

байанатта, җо байдинниң нафтали беннетниң исираилийәни зийарәт қилиш тәклипини қобул қилғанлиқи вә кейинки айларда зийарәт қилишни пилан қилғанлиқини ейтқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر