русийә марийуполни қолға чүшүргәнликини илгири сүрди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи украинаниң марийупол шәһириниң қолға чүшүрүлгәнликини илгири сүрди.

1815695
русийә марийуполни қолға чүшүргәнликини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә хәвәр агентлиқиниң билдүрүшичә, дөләт мудапиә министири сергей шойгу пирезидент путиниға марийуполниң қолға киргүзүлгәнликини билдүргән.

сергей шойгу марийуполниң нөвәттики вәзийити тоғрисида путинға доклат сунуп, русийә әскәрлириниң шәһәрни контрол қилғанлиқини әскәртти.

у 1 миң 478 украина әскириниң тәслим болғанлиқини, марийуполдики азовстал фабрикасида һазирғичә 2 миңдин артуқ украина әскириниң барлиқини қәйт қилди.

у путинға марийуполдин 142 миңдин артуқ пуқраниң тарқақлаштурулғанлиқини, азовстал фабрикасиниң бихәтәр һалда қоршавға елинғанлиқини вә шәһәр вәзийитиниң тинч икәнликини билдүрди.

путин болса, марийуполдики мувәппәқийәт сәвәбидин сергей шойгуни тәбриклиди.

путин: «марийуполни қолға киргүзүш мувәппәқийәт һесаблиниду. азовсталдин айрилған пуқраларниң һайатий бихәтәрликигә капаләтлик қилиниду» деди.

у марийуполдики азовстал фабрикасиға бесип кирилмәсликни, у йәрдә қорал ташлиған украина әскәрлиригә йахши муамилә қилишни тәләп қилди.

путинниң фабрикаға бесип кирмәслик, қоршавға елиш буйруқини чүшүргәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر