7 – г гуруһи малийә министирлири украинаға йардәм беришни вәдә қилди

америка қошма иштатлири, германийә, әнглийә, канада, фирансийә, италийә вә йапонийәдин тәшкил тапқан 7 – г гуруһи әллири малийә министирлири украинаға 24 милйард доллардин артуқ йардәм беришни вәдә қилди.

1815681
7 – г гуруһи малийә министирлири украинаға йардәм беришни вәдә қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: 7 – г гуруһи әллири малийә министирлири билән мәркәз банкилири башлиқлири, русийә 24 – феврал күни украинаға қарши елан қилған  уруш һәққидә байанат елан қилди.

байанатта, 7 – г гуруһи әллири малийә министирлири билән  мәркәз банкилири башлиқлириниң, русийәниң украинадики уруши, ууруш кәлтүрүп чиқарған өлүм һадисилири вә йәр шариви иқтисадий тәсирлири һәққидә музакирә елип бериш үчүн бир йәргә җәм болғанлиқлири билдүрүлди.

хәлқаралиқ тәшкилатлар вә көп тәрәплик мунбәрләрниң русийә билән болған паалийәтлирини һәр даимқиға охшаш давамлаштурмаслиқиниң зөрүрлүки тәкитләнгән байанатта, бу һәптә өткүзүлгән 20 – г гуруһи, хәлқара пул фонди тәшкилати вә дунйа банкиси йиғинлирини өз ичигә алған хәлқаралиқ мунбәр йиғинлириға русийәниңму иштирак қилишиниң толиму әпсуслинарлиқ иш икәнлики қәйт қилинип мундақ дейилди: «хәлқара җәмийәт билән бирликтә, украинаға, 2022 – йили вә униңдин кейинки басқуч үчүн һәм пул муамилә һәмдә маддий җәһәттин 24 милйард доллардин артуқ муһим миқдарда қошумчә йардәм беришни вәдә қилимиз.»

украина вә қошна дөләтләргә берилгән йардәмни мас қәдәмдә йәткүзүп беришни давамлаштурушниң муһимлиқи әскәртилгән байанатта, һәрқайси дөләтләр вә хәлқаралиқ тәшкилатларға, украинаниң җиддий еһтийаҗини қандуруш вә келәчикини қайта қурушқа йетәрлик дәриҗидә йардәм беришкә чақириқ қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر