зелениский: йетәрлик дәриҗидә қораллиримиз болған болса иди, уруш ахирлашқан болатти

украина пирезиденти виладимир зеленский: «әгәр бизниңму русийә ишләткән барлиқ қоралларға охшаш қораллиримиз болған болса иди, биз бу урушни ахирлаштуруп, тинчлиқ елип кәлгән болаттуқ» деди.

1814907
зелениский: йетәрлик дәриҗидә қораллиримиз болған болса иди, уруш ахирлашқан болатти

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир зеленский күндилик телевзизийә нутуқида 55-күнини арқида қалдурған русийә-украина уруши тоғрисида тохтилип: «әгәр шериклиримизниң қолидики биз еһтийаҗлиқ болуватқан вә русийә ишлитиватқан қораллар билән охшаш барлиқ қоралларға игә болған болсақ, бу урушни аллибурун ахирлаштуруп, тинчлиқ елип кәлгән болаттуқ» деди.

зеленский украина армийәсиниң тактика вә әқил-парасәт әвзәлликиниң наһайити рошән икәнликини тилға елип, украина армийәсиниң чиң турғанлиқини вә пүткүл хәлқниң (дөләтни) батурлуқ билән мудапиә қиливатқанлиқини әскәртти.

«бу урушта, русийә армийәси өзини дунйа тарихиға дунйаниң әң вәһший вә инсан қелипидин чиққан қошуни дәп йаздуриду» дегән зеленский, украинада пуқраларни қәстән өлтүргән, олтурақ районлири вә пуқралар ул әслиһәлирини вәйран қилған һәмдә хәлқара әһдинамиләрдә чәкләнгән қоралларни өз ичигә алған һәр хил қоралларни ишләткән рус армийәсиниң излириниң барлиқини қәйт қилди.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر