украина: марийуполдики әскәрлиримиз тәслим болмиди

украина баш министири денис шмигал (Denis Şmıgal) марийупол сепидики әскәрләрниң тәслим болмиғанлиқини, бәлки уларниң һазирғичә урушуватқанлиқини билдүрди.

1813743
украина: марийуполдики әскәрлиримиз тәслим болмиди

түркийә авази радийоси хәвири:  украина баш министири денис шмигал америка америка ахбаратиниң зийаритини қобул қилғанда, украинада чоң шәһәрләрниң һечбириниң қолдин кәтмигәнликини тәкитләп, русийә армийәсиниң ишғалидики херсон шәһиридин башқа барлиқ шәһәләрниң украинаниң контроллуқида икәнликини билдүрди.

у украинада 900 дин артуқ шәһәр, йеза базарлири вә йезиларниң русийә ишғалийитидин азад қилинғанлиқини уқтурди.

у ахирида, донбас районида урушниң давамлишиватқанлиқини вә буниңдин ваз кәчмәйдиғанлиқлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر