нийу йорк метроси һуҗуминиң гумандари сотланди

американиң нийу йорк шәһири метросида йүз бәргән қораллиқ һуҗумниң гумандари сүпитидә қолға елинған франк җеймес (Frank James) ни сотлаш башланди.

1812739
нийу йорк метроси һуҗуминиң гумандари сотланди

түркийә авази радийоси хәвири: нийу йорк шәһиридә тутулған 62 йашлиқ франк җеймесниң биринчи қетимлиқ сотида, метро һуҗумини қилғанлиқини испатлайдиған дәлилләрниң күчлүк болуши сәвәбидин тутуп турулуш җәрйанида сотлиниши вә капаләт бәдили бәлгиләнмәсликкә һөкүм қилинди.

муавин баш тәптиш сара к. виник (Sara K. Winik) узун вақит тәййарлиқ қилинған дәп қариливатқан вәқә һәққидә: «җинайәтчи һуҗумни алдин пиланлиған. пүткүл шәһәрдә террорлуқниң йүз беришигә сәвәб болди» деди.

һуҗумға мунасивәтлик наһайити көп испатларниң барлиқи, җеймесниң банка карти, йанфони вә иҗаригә алған минбусниң ачқучиниң нәқ мәйданда тепилғанлиқи, униң һуҗумда ишләткән тапанчини 2011-йили охайодики қанунлуқ қорал сетиш орнидин сетивалғанлиқи қәйт қилинди.

нийу йоркта 12-апрел (2022) бруклин метро бекитидә йүз бәргән һуҗумда, оқта йариланған 10 кишини қошқанда 30 ға йеқин киши йариланған иди.

вәқәдин кейин қачқан җинайәт гумандари франк җеймес түнүгүн (14-апрел) чүштә мәнхаттонда тутулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر