кийев шәһәр башлиқи: руслар етник тазилаш елип бармақта

украинаниң пайтәхти кийев шәһириниң башлиқи витали кличко дөлитигә қарши уруш елан қилған русийә федератсийәсини украина хәлқигә қарита етник тазилаш елип бериш билән әйиблиди.

1812629
кийев шәһәр башлиқи: руслар етник тазилаш елип бармақта

түркийә авази радийоси хәвири: витали кличко, пайтәхт кийевдики «марийупол қәһриманлири» нами берилиши пиланлиниватқан бағчини зийарәт қилди вә бу йәрдә көчәт тикиш пирограммисиға қатнашқандин кейин елан қилған байанатида, москва билән кийевниң достлуқи намидин илгири бу йәрдә бир һәйкәлниң барлиқини, әмма русийәниң украинаға таҗавуз қилғанлиқини, җүмлидин русийә армийәсиниң украина хәлқигә қарши қәтлиам йүргүзүватқанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: «руслар бизгә һуҗум қиливатса, украина хәлқигә қарита етник тазилаш елип бериватса, украина хәлқи вә украина шәһәрлирини вәйран қиливатса, биз қандақму достлуқ һәққидә сөз ачалаймиз?»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر