зелениский йавропани рус уруш машинисиға йардәм қилишни тохтитишқа чақирди

украина пирезиденти виладимир зеленский йавропа иттипақиниң русийәгә йардәм беришни тохтитиши керәкликини оттуриға қойди.

1812123
зелениский йавропани рус уруш машинисиға йардәм қилишни тохтитишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: зеленский түнүгүн тарқатқан син көрүнүшлүк учурида, йавропа иттипақиниң русийәгә нефит ембаргоси йүргүзүши керәкликини оттуриға қойуп: «йавропа русийәниң барлиқ енергийә мәнбәлиридин ваз кечишкә тәййар икәнликини ениқ намайан қилиши керәк. йавропа иттипақи рус уруш машинисиға йардәм беришни тохтитиши лазим» дегәнләрни қәйт қилди.

русийә әскәрлириниң шәрқий вә җәнубий йөнилиштики һәрикәтлирини күчәйткәнликини, башқурулидиған бомба вә зәмбирәк һуҗумлирини давамлаштуруватқанлиқини, йеңи һәрбий әслиһәләрни елип келип, уларниң запаслирини тәййарлиғанлиқини билдүргән зеленский, русийәниң йәнә җәнубтики украиналиқларни өз армийәсигә қобул қилишқа урунуватқанлиқини әскәртти.

у, русийә армийәсиниң дөләтниң шәрқи вә җәнубидики һәрикәтлириниң уларниң ишәнчини йоқитип қойғанлиқини намайан қилип бәргәнликини илгири сүрди.

һәтта русийә әскәрлириниңму сабиқ совет иттипақи дәвридин қалған һәрбий машина записи вә әскәргә игә болған русийә армийәсиниң украинани «парчилаш» күчигә игә икәнликидин гуманлиниватқанлиқини билдүргән зеленский: «һаман русийә һөкүмити һәқиқәтән тинчлиқни издәйду йаки бу урушниң нәтиҗиси сүпитидә русийә хәлқара сәһнидин мәңгү айрилиду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر