америка украинаға қошумчә һәрбий йардәмләрни беридиғанлиқини уқтурди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин украинаға 800 милйон долларлиқ қошумчә қорал – йарағ вә дөләт мудапиәси җәһәттин йардәм беридиғанлиқлирини уқтурди.

1812347
америка украинаға қошумчә һәрбий йардәмләрни беридиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири:  байдин, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, украина пирезиденти владимир зелениски билән телефонда көрүшкәнликини тәкитләп мундақ деди: «телефон сөһбитидә, зеленискиға, украинаға қорал – йарағ, оқ - дора вә башқа дөләт мудапиәси җәһәттин берилидиған йардәм пилан лайиһәсиниң тәстиқланғанлиқини ейттим. дәрвәқә, украина америка қошма иштатлири бәргән қорал – йарағларни наһайити үнүмлүк шәкилдә ишләтмәктә. русийә донбас райониға қаратқан һуҗумлириниң даирисини кеңәйтишкә тәййарлиниватиду, шуңа бизму украинаға өзини мудапиә қилалиғудәк дәриҗидә йардәмләрни беришни үзлүксиз давамлаштуримиз. бу йардәмләр, русийәниң йеқин кәлгүсидә украинаниң шәрқий қисмиға қилғуси һуҗумлириға украинаниңму җаваб қайтурушини ишқа ашурушни нишан қилиду. йардәм пилан лайиһәси топ системилири, топлар, бироневиклар вә һәрбий тик учар айропиланларни өз ичигә алиду. америка қошма иштатлири вә иттипақдашлириниң украинаға бериватқан йардәмлири наһайити зор әһмийәткә игә. дәрвәқә, бу йардәмләр, русийә пирезиденти виладимир путинниң украинани қолға киргүзүш вә контрол қилиш нишаниға йетишиниң алдини алди. әмди биз қарап олтуралмаймиз. зеленискиға, украинаниң азадлиқ урушида америка қошма иштатлириниң украина хәлқини давамлиқ қоллайдиғанлиқини ейттим.»

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин елан қилған бу қошумчә йардәм пилан лайиһәси арқилиқ, америка қошма иштатлириниң украинаға 2021 – йилиниң башлиридин буйан дөләт мудапиәси җәһәттин бериватқан йардәмлириниң миқдари 3 милйард долларға йәткән болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر