русийә «москва» намлиқ парахотта чиққан отниң контрол астиға елинғанлиқини уқтурди

русийә «москва» намлиқ һәрбий парахотта чиққан отниң контрол астиға елинғанлиқини вә оқ-дориларниң партлишиниң тохтитилғанлиқини уқтурди.

1812376
русийә «москва» намлиқ парахотта чиққан отниң контрол астиға елинғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи украина «нептун» башқурулидиған бомбилири билән соқулғанлиқини билдүргән русийә қара деңиз флотиниң «москва» намлиқ һәрбий парахотниң  аһвали тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «парахотта чиққан от контрол астиға елинди. оқ-дориларниң партлиши тохтитилди. асаслиқ ракеталар зийанға учримиди» дейилди.

парахоттики әскәрләрниң қара деңиз флотиниң райондики башқа парахотларға йөткәлгәнлики әскәртилгән байанатта, парахотни портқа әкилиш үчүн хизмәтләрниң ишлиниватқанлиқи вә от кетиш сәвәбиниң тәкшүрүлүватқанлиқи қәйт қилинди.

украина түнүгүн (13-апрел) нептун башқурулидиған бомбилири билән русийәниң «москва» намлиқ һәрбий парахотини соққанлиқини вә нәтиҗидә парахотқа от кәткәнликини елан қилған иди.

парахотта тәхминән 550 әскәрниң барлиқи қәйт қилинған иди.

украина мәтбуатлири уруш партлиған тунҗи күндә йилан арилидики украина армийәсини бомбардиман қилған «москва»парахотиниң, 2014-йили қиримниң қанунсиз бесивелиниши җәрйанидиму украина парахотлириниң қирғақтин айрилишини тосқанлиқини хәвәр қилди.

«москва» намлиқ парахотида 16 данә йетип бериш мәнзили 700 километирға йетидиған парахот атар башқурулидиған бомбидин башқа, «S-300» һава мудапиә системиси барлиқи билиниду.

мәзкур парахот 2015-йили ақдеңизда русийә деңиз армийәсиниң даимий вәзипә өтәш қисмиға қоманданлиқ қилған болуп, сүрийәдики русийә һмеймим һава армийә базисини қоғдаш вәзиписиниму өтигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر