коломбийәдә сақчилар олтурған айропилан чүшүп кәтти

коломбийәдә дөләт хәвпсизлик күчлири олтурған айропиланниң қозғалғандин кейин анчә узун өтмәйла чүшүп кетиши нәтиҗисидә 12 сақчи йариланди.

1812062
коломбийәдә сақчилар олтурған айропилан чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийәниң мета мәмурий мәркизиниң виллавиченсийо шәһиридики вангурадийа  айродурумдин қозғалған вә сақчиларни елип маңған «DC-3» типлиқ айропилан, қозғалғандин кейин анчә узун өтмәйла чүшүп кәтти.

қазада 1 и еғир, 12 сақчи йариланди. қаза сәвәбидин айродурумниң учуш йоли бир мәзгил тақалди.

алақидар тармақларниң қаришичә, « PNC-0257» бәлгилик айропиланниң шиддәтлик шамал сәвәбидин чүшүп кәткән болуш еһтималлиқи йуқири икән.

йәнә бир тәрәптин, айропилан чүшүп кәткән пәйткә аит видеолар, аммиви ортақлишиш тор бәтлиридә һәмбәһирләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر