путин украинадики һәрикәтлириниң нишаниға йетидиғанлиқидин гуманланмайдиғанлиқини билдүрди

русийә пирезиденти виладимир путин украинадики «алаһидә һәрбий һәрикити»ниң мәқситигә йетидиғанлиқидин гуманланмайдиғанлиқини билдүрди.

1811174
путин украинадики һәрикәтлириниң нишаниға йетидиғанлиқидин гуманланмайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир путин русийәдә тәбрикләнгән аләм ачқучилири байрими мунасивити билән беларусийә пирезиденти александир лукашенко билән бирликтә амур районидики восточний аләм базисини зийарәт қилди.

зийарити җәрйанида, русийә билән украина оттурисидики давамлишиватқан уруш һәққидә байанат бәргән путин, русийә армийәсиниң донбастики аталмиш ​​бөлгүнчи һөкүмәтләргә йардәм бәргәнликини вә русийәниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн бәзи тәдбирләрни йолға қойғанлиқини ейтти.

украинадики тоқунушларниң муқәррәр икәнликини илгири сүргән путин: «бизниң башқа таллишимиз йоқ иди вә тоғрисиму бу иди. украинадики алаһидә һәрбий һәрикәтниң нишаниға йетидиғанлиқида шүбһә йоқ. бу чүшинишкә болидиған әслий нишанлардур. мәқситимиз биз етирап қилған донбас хәлқигә йардәм бериштин ибарәт, мушундақ қилишқа мәҗбур болуп қалдуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

путин украинаниң ғәрб тәрипидин йетәклиниватқанлиқини тилға елип, «кийев һөкүмитиниң донбас мәсилисини тинч йол билән һәл қилишни нишан қилған миниск келишимини иҗра қилишни рәт қилғанлиқи»ни билдүрди.

русийәниң дунйадин өзини чәткә елишни халимайдиғанлиқиға ишарәт қилған путин сөзини давамлаштуруп: «биз өзимизни йалғуз қоймаймиз. заманиви дунйада һечким, болупму русийәгә охшаш чоң дөләт һәргизму йалғуз қалдурулалмайду. биз өзара мунасивәтни давамлаштурушни халайдиған шериклиримиз билән һәмкарлишишни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر