сәуди әрәбистан һәҗ ибадити үчүн берилгән санни 1 милйонға йәткүзди

сәуди әрәбистан бу йил һәҗ ибадити үчүн дөләт ичи – сиртидин бир милйон зийарәтчиниң қобул қилинидиғанлиқини уқтурди.

1809711
сәуди әрәбистан һәҗ ибадити үчүн берилгән санни 1 милйонға йәткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан һәҗ вә өмрә министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, бу йил һәҗ ибадити үчүн келидиған зийарәтчиләргә қарита берилидиған санниң, һәр бир дөләтниң үлүшигә асасән бекитилидиғанлиқи, бу йил һәҗ ибадити үчүн муқәддәс җайларға қобул қилинидиған зийарәтчиләрниң 65 йаштин төвән болуши, шундақла, «ковид – 19» ваксинасини әмләткән болушиниң шәрт икәнлики, һәмдә һәҗ ибадити үчүн сәуди әрәбистанға барған һәр бир йолучиниң, 72 саәт ичидә елинған  «PCR (полимераза зәнҗирсиман реаксийә анализатори) синақ нәтиҗиси» ни көрситиш мәҗбурийитиниң барлиқи қәйт қилинди.

министирлиқ йәнә, һаҗи намзатлириниң муқәддәс җайлардики зийарәтлири бойичә «ковид – 19» йуқумиға алақидар бәлгилимиләргә риайә қилишлири тоғрулуқ агаһландуруша болди.

сәуди әрәбистан, «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин, 2020 – йили пәқәт дөләт ичидин чәклик сандики һаҗи намзатлиринила қобул қилғаниди.

алдинқи йилиму, дөләт ичидин 60 миң кишини қобул қилған сәуди әрәбистан, чәт әлдин һечкимниң қобул қилинмайдиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر