фирансийә гугулға 150 милйон йавролуқ пул җазаси бәрди

фирансийәдә сот мәһкимиси риқабәт оргини тәрипидин гугулға берилгән 150 милйон йавролуқ пул җазасини мақуллиди.

1809234
фирансийә гугулға 150 милйон йавролуқ пул җазаси бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: издәш моторлиридики елан бәргүчиләрниң риқабитигә хилаплиқ қилғанлиқи сәвәблик, фирансийә риқабәт оргининиң, 2019-йили интернет тори магнати гугулға бәргән  150 милйон йавролуқ пул җазаси муәййәнләшти.

париж әрзи соти гугулға берилгән һөкүмни мақуллиди.

гугул ширкити, елан бәргүчиләргә «очуқ – ашкара болмиған вә чүшиниксиз» пиринсипларни зорлап теңиш арқилиқ өзиниң бу саһәдики йетәкчи орнини суйиистемал қилиш билән әйиблинивататти.

гугулниң бу қарар тоғрисидики байанатида, ширкәтниң пиринсиплирини техиму айдиңлаштуруш үчүн пиринсиплириға бәзи өзгәртишләрни киргүзгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر