дунйа сәһийә тәшкилати: африқада «ковид – 19» йуқуми бимарлириниң сани техиму көп

дунйа сәһийә тәшкилати африқа қитәсидә «ковид – 19» вируси билән йуқумланғучилар саниниң ениқлап чиқилғинидин 100 һәссә көп икәнликини билдүрди.

1809300
дунйа сәһийә тәшкилати: африқада «ковид – 19» йуқуми бимарлириниң сани техиму көп

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң африқа ишлири директори доктор матшиидисо моти, һәптилик ахбарат елан қилиш йиғинида, африқа дөләтлиридә «ковид – 19» вируси билән йуқумланғучилар саниниң ениқлап чиқилғинидин 100 һәссә көп икәнликини, қитә нопусиниң% 65 тин көпрәкиниң «ковид – 19» вируси билән йуқумланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: ««африқа қитәсидә йашларниң вә йуқум аламити көрүлмигән кишиләрниң болуши нормал әһвал.»

игилинишичә, африқа қитәсидә «ковид – 19» вируси билән йуқумланғучилар сани 12 милйонға йеқинлашқан, сақайғанларниң сани болса 11 милйондин ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر