марийупол шәһәр башлиқи қоршавда 5 миң кишиниң җенидин айрилғанлиқини ейтти

украинаниң марийупол шәһәр башлиқи вадим бойченко қоршав астида туруватқан шәһәрдә бир ай ичидә 210 кичик балини қошқанда тәхминән 5 миң кишиниң җенидин айрилғанлиқин ейтти.

1808695
марийупол шәһәр башлиқи қоршавда 5 миң кишиниң җенидин айрилғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: украинаниң марийупол шәһәр башлиқи вадим бойченко қоршав астида туруватқан шәһәрдә бир ай ичидә 210 кичик балини қошқанда тәхминән 5 миң кишиниң җенидин айрилғанлиқин ейтти.

марийупол шәһәрлик һөкүмәттин елан қилған байанатқа асасланғанда, шәһәр башлиқи бойченко русийәниң украинаға қарши өткүзгән җинайәтлириниң сийасий вә қануний ақивәтлири музакирә қилинған интернет тор йиғиниға қатнашқан.

у йиғинда сөз қилип, йеқинқи күнләрдә украина хәлқиниң символи болған марийуполниң, әмдиликтә русийә әскәрлири тәрипидин пүтүнләй йоқ қилиниш алдида туруватқанлиқини билдүрди.

у %90 дин көп шәһәр ул-әслиһәлириниң вәйран қилинғанлиқини әскәртип: «буларниң әң аз дегәндә %40 и ишләткили болмайдиған һалда» деди.

у йавропа дөләтлириниң украина хәлқигә қарши өткүзүлгән җинайәтләргә җаваб бериши керәкликини тәкитләп: «дәсләпки тәксүрүш нәтиҗилиригә қариғанда, қоршавға елинған бир ай ичидила марийуполда 210 кичик балини өз ичигә алған тәхминән 5 миң киши җенидин айрилди. русийә террорист һәрбий қисимлири балилар дохтурханисиға бир қанчә данә күчлүк бомба атти. шәһәрлик биринчи дохтурханиниң биналиридин бирини вәйран қилди. тәхминән 50 киши тирик көйүп кәтти. шәһәрдики 900 дин артуқ киши панаһланған тийатирхана бинаси бомбардиман қилинди. булар марийуполниң пуқралирини мәқсәтлик һалда йоқитишниң пәқәт бир қанчә мисали» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر