полша америкадин танка сетивелиш үчүн тохтам имзалиди

полша дөләт мудапиә министири мариусз блаксиззак америка қошма иштатлирида ишләнгән 250 данә « 1A2 Abrams» танкиси сетивелиш тоғрисида тохтам имзаланғанлиқини уқтурди.

1807910
полша америкадин танка сетивелиш үчүн тохтам имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: полшаниң америка қошма иштатлиридин 250 данә « 1A2 Abrams» танкиси сетивелиш тоғрисидики тохтам, полша дөләт мудапиә министири мариусз блаксиззак билән америка қошма иштатлириниң вашава баш әлчиси марк брзезиниски тәрипидин имзаланди.

министир блаксиззак, имза мурасимида қилған сөзидә, мундақ деди: «бүгүн полша – америка қошма иштатлири оттурисидики һәмкарлиқ үчүн тарихий әһмийити наһайити зор бир күндур. бу тохтам полша армийәсиниң техиму қудрәт тепишида түрткилик рол ойнайду. шәрқий чегра линийәлиримизниң сиртида қандақ өзгиришләрниң болуватқанлиқини һәммимиз обдан билимиз. дәрвәқә, полша армийәсини қудрәт тапқузуш арқилиқ, еһтималға йеқин болған дүшмән һуҗумлириға тақабил турғили болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر