голландийә русларға тәвә 13 сайаһәт парахотини мусадирә қилди

голландийә йавропа иттипақиниң русийәгә қаратқан җазасиниң бир қисми сүпитидә 13 рус сайаһәт парахотини мусадирә қилди.

1808236
голландийә русларға тәвә 13 сайаһәт парахотини мусадирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә ташқи ишлар министири вопке хоекстра йазма байанат елан қилип, голландийә таможнисиниң дөләт тәвәликидики 5 сайаһәт парахоти ишләпчиқарғучисиниң қолида турувтқан җәмий 13 рус сайаһәт парахотини қаттиқ контроллуқ астиға алғанлиқини уқтурди.

хоекстра, мәзкур парахотларниң арисида йасилиш басқучидики бәзилириниң узунлуқи 35 метирдин ашидиған 12 сайаһәт парахоти билән бир данә ремонт қилиниватқан сайаһәт парахотиниң барлиқини әскәртти.

йасиливатқан сайаһәт парахотлириниң игидарчилиқ қурулмисиниң тәкшүрүливатқанлиқини билдүргән хоекстра, парахотларниң йавропа иттипақиниң җаза тизимликидики росларға тәвә әмәсликини сөзлиригә илавә қилди.

министир хоекстра, ремонт қилиниватқан сайаһәт парахотиниң йавропа иттипақиниң җаза тизимликидә исми бар бир киши билән мунасивитиниң бар – йоқлуқиниң тәкшүрүлуватқанлиқини, 13 сайаһәт парахотиниң һәммисиниң ишлитилишигә вә чеградин чиқип кетишкә йол қойулмайдиғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, голландийәниң һазирғичә 516 милйон йавро қиммитидики рус мал - мүлкини тоңлатқанлиқини вә 155 милйон йавро қиммитидики содини тосуп қойғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر