венгирийәдики пойиз вәқәсидә 5 киши қаза қилип, 13 киши йариланди

венгирийәдә бир минибусниң пойизға соқулуп кетиши сәвәбидин 5 киши қаза қилип, 13 киши йариланди.

1807577
венгирийәдики пойиз вәқәсидә 5 киши қаза қилип, 13 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: венгирийә дөләтлик җиддий қутқузуш мулазимити оргини байанатчиси пал гйорфи венгирийә хәвәр агентлиқи «MT» ға бәргән байанатида, сингград-ксананад районидики миндсзент шәһиридә, минибусниң релисқа чиқип қелиши сәвәбидин йүз бәргән вәқәдә 5 кишиниң нәқ мәйданда қаза қилғанлиқини вә 2 киши еғир болуп, җәмий  13 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

пал гйорфи районға нурғун җиддий қутқузуш аптомобиллири вә тик учар йолланғанлиқини билдүрүп, йариланғанларниң райондики дохтурханиларға елип берилғанлиқини ейтти.

венгирийә дөләтлик төмүрйол ширкити «MAV» ниң байанатида, вәқәгә учриған пойизда 22 йолучиниң барлиқи, минибусниң йол еғизидики чирағларға вә йолдики чәкләш агаһландурушиға қаримастин, пойиз йолиға үсүп киргәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر