моравийке макронниң путин билән көрүшүшини қаттиқ ибариләрни ишлитип тәнқид қилди

полша баш министири матеус моравийекки, украинаниң буча шәһиридики пуқралар өлүмидин кейин, фирансийә пирезиденти еммануел макронниң русийә пирезиденти виладимир путин билән көрүшүшини қаттиқ тәнқид қилди.

1807486
моравийке макронниң путин билән көрүшүшини қаттиқ ибариләрни ишлитип тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: моравийки пайтәхт варшавада өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ғәрбниң рус мәнбәлиригә қаритилған җаза вә ембарголарни күчәйтишни тәләп қилиш билән бир вақитта, фирансийә пирезиденти макронға хитаб: «макрон әпәнди, путин билән қанчә қетим көрүштиңиз, бирәр нәрсә қолға кәлтүрдиңизму? җинайәтчиләр билән сөһбәтләшкүдәк иш йоқ» деди.

у, нөвәттики җазаларниң йетәрлик әмәсликини тәкитләп, германийә баш министири олаф шолзни бир қәдәм арқиға чекинишкә қистиған амилниң герман милйардерлириниң авази болуши мумкинликини илгири сүрди вә сөзини давамлаштуруп: «силәр һәқиқий аңлашқа еһтийаҗлиқ болған нәрсә өлтүрүлүватқан айаллар билән балиларниң авазидур» деди.

әнглийә таратқулириниң хәвәрлиридиму мувавийкениң: «җинайәтчиләр билән содилашмаслиқ керәк әмәс, улар билән урушуш лазим. һечким гитлер билән сөһбәтләшмиди. силәр гитлер, сталин, пол пот билән содилишамсиләр?» дегән сөзлиригә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر