лейен билән борел украинада зийарәттә болиду

йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вон дер лейен билән йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җозеф борел украинада зийарәттә болиду.

1807514
лейен билән борел украинада зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вон дер лейенниң байанатчиси ерик мамер, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «шәнбә күни полшаниң пайтәхти варшавада өткүзүлидиған «украина үчүн һәрикәткә өткин» паалийити һарписида, лейен билән борел, бу һәптә украинаниң пайтәхти кийевға берип, украина пирезиденти владимир зелениски билән көрүшиду.»

русийә армийәси, 24 – феврал күни украинаға һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر