б д т: нигерийәдә 1 милйон 200 миң киши мина хәвпи астида

бирләшкән дөләтләр тәшкилати нигерийәниң шәрқий шималида тәхминән 1 милйон 200 миң кишиниң мина хәвпи астида йашаватқанлиқини билдүрди.

1807215
б д т: нигерийәдә 1 милйон 200 миң киши мина хәвпи астида

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нигерийәдики вақитлиқ туралғуси вә инсанпәрвәрлик йардәм ишлири маслаштурғучиси маттиас сичмәйл, байанат елан қилип, террорлуқ тәшкилати боко һарам паалийәт елип бериватқан нигерийәниң борно, адамава вә йобе өлкилиридә тәхминән 1 милйон 200 миң кишиниң мина хәвипи астида йашаватқанлиқини, бу өлкиләрдә йашаватқан кишиләрниң җиддий йардәмгә моһтаҗ икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, 2016-йили йанвардин 2022-йили йанварғичә болған арилиқта 1532 минаниң партилиғанлиқини, бу зораванлиқ вәқәлиридә 789 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқини, 1356 пуқраниң йариланғанлиқини тәкитлиди.

игилинишичә, йеқинқи йилларда елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләргә қаримай, террорлуқ тәшкилати боко һарам, африқадики нопуси әң көп дөләт нигерийәдә йәнила еғир бихәтәрлик мәсилиси пәйда қилмақта икән.

дөләттә, 2000-йилларниң башлиридин буйан паалийәт елип бериватқан террорлуқ тәшкилати боко һарамниң, 2009-йилдин буйанқи аммиви зораванлиқ һәрикәтлиридә 20 миңдин артуқ адәм қаза қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر