йавропа иттипақи – хитай башлиқлар йиғини чақирилиду

йавропа иттипақи билән хитай оттурисида украина киризиси тоғрулуқ башлиқлар йиғини чақирилиду.

1805486
йавропа иттипақи – хитай башлиқлар йиғини чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: 23 – нөвәтлик йавропа иттипақи – хитай башлиқлар йиғинида, йавропа кеңишиниң башлиқи чарлес мичел, йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вон дер лейен, йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борел, хитай дөләт рәиси ши җинпиң вә хитай баш министири ли кечйаң билән көрүшиду.

башлиқлар йиғининиң асаслиқ күнтәртип маддисини, украинадики урушқа хатимә бериш үчүн һәмкарлиқ йоллири үстидә издиниш тәшкил қилиду.  йавропа иттипақиниң, хитайниң әң чоң сода шерики болуш сүпити билән, бихәтәрликигә биваситә тәһдит шәкилләндүрүватқан урушқа хатимә бериш үчүн, хитайға, русийә билән болған мунасивәтлири тоғрулуқ сигнал бериши күтүлмәктә.

йиғинда, тәрәпләр русийә – украина уруши кәлтүрүп чиқириватқан иқтисадий зийанлар тоғрулуқ музакирә елип бариду. буниңдин башқа йәнә, хитай – йавропа иттипақи мунасивәтлиридә йавропа иттипақи әллири ширкәтлириниң хитайда, хитай ширкәтлириниң йавропа иттипақида йаритип бериливатқан пурсәтләрдин бәһримән болуши, бу арқилиқ содида күч тәңпуңлуқини сақлап қелиш мәсилиси тоғрилиқму музакирә елип берилиду.

рәһбәрләр йәнә, икки тәрәп мунасивәтлириниң һазирқи әһвали, килимат өзгириши, җанлиқларниң көп хиллиқи вә сағламлиқ қатарлиқ саһәләрдә һәмкарлиқ орнитиш мәсилисидә музакирә елип бариду.

йавропа иттипақиниң, йавропа иттипақи – хитай кишилик һоқуқ дийалогиниң қайтидин башлитилиши тоғрулуқ чақириқта болушиму күтүлмәктә.

видео конферанс васитиси арқилиқ чақирилидиған башлиқлар йиғинида, ортақ байаннамә қобул қилинмайду.

алдинқи қетимлиқ йавропа иттипақи – хитай башлиқлар йиғини, 2020 – йили 22 – ийун күни чақирилғаниди.

русийә армийәси, 24 – феврал күни украинаға һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر