австиралийә украинаға һәрбий аптомобил әвәтиду

австиралийә баш министири скот моррисон (Scott Morrison) украина пирезиденти владимир зеленскийниң русийәгә қарши урушта ишлитиш үчүн тәләп қилған һәрбий аптомобилларни әвәтидиғанлиқлирини елан қилди.

1805520
австиралийә украинаға һәрбий аптомобил әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: австиралийә баш министири скот моррисон пирезидент зеленскийниң түнүгүн (31-март) интернет торида австиралийә парламентиға синлиқ хитабида тәләп қилған вә австиралийәдә йасалған «бушмәстер» (Bushmaster) намлиқ һәрбий аптомобилларниң әвәтилидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

у украина пирезиденти зеленскийниң тәлипини орунлайдиғанлиқлирини әскәртип, һәрбий қисимларни йөткәштә ишлитилидиған австиралийәдә йасалған «бушмәстер» аптомобиллирини, украинаға айропилан билән әвәтидиғанлиқлирини билдүрди.

бирақ, қанчә данә вә қачан әвәтидиғанлиқлири, шундақла қачан вә қайси йавропа дөлитигә йетип баридиғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрмиди.

у мундақ деди:

«биз пәқәт дуалиримизнила әвәтмәймиз, бәлки қорал-йарағлиримизни, инсанпәрвәрлик йардәмлиримизни, һәрбий аптомобил вә биронивиклиримизни, буларниң һәммисини әвәтимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر