йапонийә русийәгә һәшәмәтлик аптомобилларни експорт қилишини чәклиди

йапонийә украинаға уруш қозғиғанлиқи сәвәбидин русийәгә һәшәмәтлик аптомобилларни експорт қилишни чәклиди.

1803413
йапонийә русийәгә һәшәмәтлик аптомобилларни експорт қилишини чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш вәзири кишида фумио ички кабинети, русийәгә қарита иқтисадий җазаларниң даирисини кеңәйтти.

йеңиланған қануни лайиһәси даирисидә, һәшәмәтлик аптомобиллар, зибузиннәтләр вә сәнәт әсәрлири қатарлиқ һәшәмәтлик мәһсулатларниң русийәгә експорт қилиниши чәкләнди.

бу чәклимә 5-апрелдин башлап йолға қойулиду.

сода – иқтисад вә санаәт вәзири һаигуда коичи, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «қаттиқ җазаларниң иҗра қилиниши үчүн, 7 – г гуруһи әллири билән давамлиқ һәмкарлишимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر