истанбулда өткүзүлгән русийә - украина сөһбити ахирлашти, тәрәпләр байанатларни елан қилди

русийә – украина икки тәрәп вәкиллириниң бүгүн истанбулда өткүзүлгән тинчлиқ келишими түзүш сөһбити ахирлашти.

1803822
истанбулда өткүзүлгән русийә - украина сөһбити ахирлашти, тәрәпләр байанатларни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисиниң истанбул долмаһчәдики ишханисида өткүзүлгән сөһбәт, русийә – украина икки тәрипиниң һәм һәйәт башлиқлири һәм һәйәтләр ара учришишлиридин кейин ахирлашти.

русийә һәйити йиғиндин кейин байанат берип: «бир қисим мәсилиләрдә бирдәклик һасил қилдуқ. украинаниң тәклиплирини (русийә пирезиденти виладимир) путинға йәткүзимиз. ташқи ишлар министирлири келишим һасил қилған тәқдирдә, путин – зелениский учришиши мумкин» деди.

сөһбәткә қатнашқан росийәниң муавин дөләт мудапиә министири александир фоминму кийев вә чемигев йөнилишидики һәрбий һәрикәтни азайтишни қарар қилғанлиқлирини уқтурди.

украина сөһбәт гурупписиму йиғиндин кейин байанат елан қилип, киейвниң түркийәни өз ичигә алған 8 дөләтни кепил дөләт сүпитидә көрүшни халайдиғанлиқини оттуриға қойуп, «русийә билән түзүлидиған келишим кепил дөләтләр билән бирликтә имзалиниду» деди.

украина сөһбәт гурупписи йәнә: «натоға әза болмаймиз, әмма йавропа иттипақидин ваз кәчмәймиз. келишимдә һечқандақ нәрсә йавропа иттипақиға әза болушқа тосалғу әмәс дейилди. қирим мәсилиси һәл қилиниши  лазим. қирим ишғал астидики райондур» дегәнләрни қәйт қилди.

украина сөһбәт һәйити, сөһбәт давамлишиватқан мәзгилдә росийәгә қорал ишләтмәслик тәклипини бәргәнликини, өзлириниң қарши тәрәпкә позитсийәсини билдүргәнликлирини вә русийәдин җаваб күтүватқанлиқлирини билдүрди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә-украина вәкиллириниң истанбулдики сөһбәт йиғинидин илгири байанат берип: «биз адил тинчлиқниң мәғлубийәткә учриған тәрипиниң болмайдиғанлиқиға ишинимиз. тоқунушни узартиш һечкимгә пайдилиқ әмәс» деди.

җумһур рәис әрдоған долмабаһчә сарийидики җумһур рәислик мәһкимиси ишханисида, русийә - украина һәйәтлири сөһбәт йиғининиң ечилиш мурасимида сөз қилип: «өз районида нурғун азаб - оқубәтләргә шаһит болған бир дөләт болуш сүпитимиз билән, қара деңизниң шималида охшаш картинаниң йүз беришиниң алдини елиш үчүн тириштуқ вә күч чиқардуқ... барлиқ хәлқаралиқ супиларда икки тәрәпниң (русийә-украина) ниң һәқлири, һоқуқлири вә сәзгүрлүкини нәзәрдә тутқан, қоғдиған адил позитсийә намайан қилдуқ» деди.

«уруш тохтитип, тездин тинчлиқ бәрпа қилиш һәммәйләнгә пайдилиқ» дегән җумһур рәис әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «биз сөһбәтләрдин конкрет нәтиҗигә еришиш керәк болған дәвргә қәдәм қойдуқ дәп ойлаймиз. һазирқи басқучтин башлап, һәйәт әзалирини тәшкил қилған силәр тарихий мәсулийәтни үстүңләргә алдиңлар, пүтүн дунйа силәрдин келидиған хәйрлик хәвәрни – хуш хәвәрни күтүватиду... силәр сөһбәттә қолға кәлтүридиған илгириләшләр кейинки қәдәмдә, рәһбәрләр қатлимидики учришишни мумкин қилиду. биз шундақ бир учришишқиму саһибханлиқ қилишқа тәййармиз» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, русийә пирезиденти виладимир путин билән өткүзгән йәкшәнбә күнидики телефон сөһбитидә, русийә - украина сөһбәт гуруппилириниң келәр қетимлиқ йиғининиң истанбулда өткүзүлүши тоғрисида бирдәклик һасил қилғаниди.

бу җәрйанда,  украина ташқи ишлар министири димитро кулеба дөлитиниң мәтбуатлириға байанат берип: «бизниң түркийәдики сөһбәттики әң төвән тәлипимиз инсанпәрвәрлик мәсилисини һәл қилиш,  әң чоң тәлипимиз уруш тохтитиш вә буни әмәлгә ашуруш үчүн давамлаштурушқа болидиған сиҗил келишим һасил қилиш болиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر