йапонийәдә 5.1 бал йәр тәврәш апити йүз бәрди
йапонийәниң шәрқий шималида 5.1 бал йәр тәврәш апити мәйданға кәлди.
1801776
![йапонийәдә 5.1 бал йәр тәврәш апити йүз бәрди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/5344/52df/b6cf/61c42350c840f.jpg?time=1718783234)
түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә метеорологийә идарисиниң билдүрүшичә, фукушима деңиз һаһиллирида шу җай вақти саәт 12:08 дә, 50 километир чоңқурлуқта 5.1 бал йәр тәврәш мәйданға кәлгән.
йәр тәврәштин кейин, деңиз ташқини тоғрисида агаһландуруш берилмигән.
фукушима өлкиси деңиз саһиллирида 16-март күни мәйданға кәлгән 7.4 бал чоңлуқтики йәр тәврәштә 3 адәм һайатидин айрилған, 200 дин артуқ адәм йариланғаниди.