иран: америка билән келишим түзүшкә тәййармиз

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан америка қошма иштатлири билән күчлүк йадро келишими түзүшкә тәййар икәнликлирини билдүрди.

1801703
иран: америка билән келишим түзүшкә тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: әмир абдуллаһийан, икки күнлүк зийарәт үчүн йетип барған ливанниң пайтәхти бейрутта ливан дипломатийә министири абдаллаһ буһабиб билән көрүшти.

у, учришиштин кейин, ливан дөләтлик телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, иранниң йадро пирограммисиға мунасивәтлик музакириләр вә буниң районға қарита тәсирлири һәққидә тохтилип, иранниң келишим түзүш үчүн сөһбәт өткүзгән дөләтләр билән пүтүшүшиниң пүткүл районға пайдилиқ икәнликини, дөлитиниң сиҗил, күчлүк вә мустәһкәм бир йадро келишими һасил қилишқа тәййар икәнликини тәкитләп мундақ деди: «бирақ иранниң қизил сизиқлиридин һалқип өтүлүшини қобул қилалмаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر