украинада пуқраларни тарқақлаштуруш каридорлиридин йәттиси ишқа кириштүрүлди

йеқинқи 24 саәттә калиновка, горинка, пуша водитса, новийә петровтси, романовка вә кийев шәһириниң шәрқий шималиниң топ-зәмбирәкләр билән бомбардиман қилинди.

1801089
украинада пуқраларни тарқақлаштуруш каридорлиридин йәттиси ишқа кириштүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: украина муавин баш министири ирина верзчук твиттерда байанат елан қилип, украинада уруш болуватқан районлардин пуқраларни тарқақлаштуруш үчүн тоққуз данә каридордин йәттисиниң ишқа кириштүрүлгәнликини билдүрди.

у түнүгүн (23-март) марийупол шәһиридин өзиниң аптомобиллири билән 2 миң 912 кишиниң запорижва шәһиригә йетип барғанлиқини қәйт қилди.

у: «кийев районидин 919, гүлайпол шәһиридин 51, рубежнове, лисичанск, северодонетск, кременнайа шәһәрлиридинму 672 кишини тарқақлаштурдуқ. бу шәһәрләргә 60 тонна инсанпәрвәрлик йардими йәткүздуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر