ислам һәмкарлиқ тәшкилати қибрис түрклири билән һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитлиди

ислам һәмкарлиқ тәшкилати ташқи ишлар министирлири кеңишиниң 48 – нөвәтлик йиғининиң байаннамисидә, қибрис түрклири билән һәмкарлиқниң муһимлиқи тәкитләнди.

1800984
ислам һәмкарлиқ тәшкилати қибрис түрклири билән һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң пайтәхти исламабад шәһиридә 22 – 23 – март күнлири чақирилған ислам һәмкарлиқ тәшкилати ташқи ишлар министирлири кеңишиниң 48 – нөвәтлик йиғинида, «исламабад байаннамиси» бирдәк аваз билән қобул қилинди.

байаннамидә, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң ислам дунйасиниң ортақ мәнпәпәтлирини тәшвиқ қилиш вә қоғдаш ирадисиниң қәтийлики әскәртилиш билән бир вақитта, пәләстин вә қуддус мәсилисиниң мусулманларға нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә икәнлики қайта тәкитләнди, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң, пәләстин хәлқиниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи вә 1967 – йилқи чегра линийәлиригә асасән пайтәхти қуддус болған мустәқил пәләстин дөлити қуруш пиланини қоллайдиғанлиқи қәйт қилинди.

җамму кәшмир хәлқи билән болған тәврәнмәс һәмкарлиқниң муһимлиқи қайта тәкитләнгән байаннамидә, һиндистанниң җамму кәшмирдики қанунсиз кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири әйибләнди.

байаннамидә йәнә, афғанистан, сомали, судан, пил чиши қирғиқи, коморо әллири иттипақи, җибути, боснийә-гертсеговина, җамму кәшмир вә қибрис түрклири билән болған һәмкарлиқниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнлики, шундақла, бу хәлқләрниң тинч, бихәтәр вә параванлиқ ичидә йашаш арзусиниң муһимлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر