русийә пайтәхт кийевни қоршавға алалмиди

украина армийә қоманданлиқ иштаби русийәниң бир айда пайтәхт кийевни қоршавға алалмиғанлиқини билдүрди.

1801078
русийә пайтәхт кийевни қоршавға алалмиди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби русийәниң бир ай илгири украинаға қарши қозғиған уруш вә уруш сәплиридики вәзийәт тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, русийә армийәсиниң донетск вә лухансик районлириниң мәмурий чегралириға кирәлмигәнлики, кийев шәһирини қоршавға алалмиғанлиқи вә украинаниң сол қирғиқини контрол қилиш вәзиписини орунлийалмиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, русийәниң кийев, чернигив, суми, харкив вә марийуполни қолға чүшүрүш мәқситидә қайтидин һуҗум башлаш урунушлиридин ваз кәчмигәнлики؛ әскәрләрниң алдинқи сәптики әһвалини йахшилаш үчүн украина чегралириға қайтидин әскәр орунлаштурушни давамлаштуруватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر