һиндистанда йүз бәргән от апитидә нурғун адәм өлди

һиндистанниң җәнубидики һәйдәрабад шәһиридики бир ташландуқ нәрсиләр искилатида йүз бәргән от апитидә 11 киши җенидин айрилди.

1800479
һиндистанда йүз бәргән от апитидә нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, һәйдәрабад шәһиридики бир ташландуқ нәрсиләр искилатида қисқа ток йоли сәвәбидин от апити йүз бәргән.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, от апити йүз бәргәндә искилатта ухлаватқан 15 ишчидин 11 и қаза қилған, 4 и йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر