йапонийә билән камбоджа русийәни украинадин чекинишкә чақирди

йапонийә билән камбоджа росийәни украинаға қарши башлиған урушни тохтитишқа вә һәрбий қисимлирини чекиндүрүшкә чақирди.

1799292
йапонийә билән камбоджа русийәни украинадин чекинишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: камбоджаниң пайтәхти фном пендә зийарәттә болуватқан йапонийә баш министири кишида фумио камбоджа баш министири хун сен билән көрүшкәндин кейин, бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.

кишида русийәниң украинаға ачқан урушиға қарита йапонийә вә камбоджаниң «хәлқара тәртипниң асасини қоғдаш үчүн йеқиндин һәмкарлишидиғанлиқини» ейтти.

хун сен камбоджаниң 1970- йили вә 1991-йиллири баштин кәчүргән ички урушни әскәртип, урушниң уруш билән ахирлашмайдиғанлиқини вә тинч йол билән һәл қилиш чарисиниң бирдинбир йол икәнликини байан қилди.

икки рәһбәр йиғиндин кейин елан қилған бирләшмә байанатида, русийәни 24-февралда украинаға қарши башлиған урушни тохтитишқа вә бу дөләттики һәрбий қисимлирини чекиндүрүшкә чақирди.

икки рәһбәр байанатида, һинди-тенч окйанниң тинчлиқи, муқимлиқи вә бихәтәрликини қоғдаш үчүн һәр икки дөләтниң бирдәк пикиргә игә икәнликини билдүрди.

1992-йили йапонийәдин камбоджаға тинчлиқ сақлаш қисмлири әвәтилгәнликиниң 30 - йиллиқиға тоғра кәлгән бу қетимқи зийарәттә, баш министирлар бихәтәрлик саһәсидики өзара һәмкарлиқни давамлаштурушқа вәдә бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر