исираилийә немә үчүн украинаға йардәм қилмайду?

украина пирезиденти володимир зеленский исираилийәдин һәрбий йардәм күтидиғанлиқлирини билдүрүп: «украинаниң украинадики йәһудийларни қоғдашқа йардәм қилиңлар» деди.

1798994
исираилийә немә үчүн украинаға йардәм қилмайду?

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский исираилийә парламентиға синлиқ йиғин шәклидә хитаб қилди.

у русийә қозғиған уруш сәвәбидин украина хәлқиниң йурт-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болғанлиқини натсистларниң қирғин қилишидин қачқан йәһудийларниң әһвалиға охшитип: «хәлқимиз һазир худдий силәр өтмүштә қилғиниңларға охшаш, бихәтәрлики үчүн полша, силовенийә, чехийә, германийә вә башқа дөләтләргә қачмақта» деди.

у русийәниң дөлитигә қарши қозғиған урушни «кәң көләмлик вә қанунсиз уруш» дәп атиди вә: «бу уруш арқилиқ мәдәнийитимизни, хәлқимизни, кишилиримизни вә украинани украина қилған  немә болса шуни йоқатмақчи болуватиду. русийә армийәси украинани йоқ қиливатиду, әмма дунйа буниңға қарап туруватиду» деди.

у исираилийә парламент әзалириға қаритип мундақ деди:

«силәрниң төмүр қуббә системиңлар дунйадики әң йахши система. униң билән мәнпәәтиңларни қоғдаватисләр. украинаниңму украиналиқларни вә украинадики йәһудийларни қоғдашқа йардәм қилиңлар. силәрдин немишқа һәрбий қорал-йарағ алалмиғанлиқимизға қизиқиватимиз. исираилийә немә үчүн русийәгә қарши ембарго йүргүзмиди? немә үчүн русийә ширкәтлиригә бесим қилинмайду? буниңға җаваб беридиған вә бәргән җаваблириңлар билән йашайдиғанлар силәр.»

володимир зеленскийниң нутуқи бирла вақитта тел авивниң мәркизигә қойулған һабима мәйданидики чоң екрандиму көрситилди.

көпинчиси украиналиқлардин тәшкилләнгән йүзләрчә намайишчи украина байриқини көтүргиничә зеленскийниң нутуқини аңлаш үчүн мәйданда топланди.

русийә пирезиденти владимир путинни натсистларға охшатқан лозункиларни ачқан намайишчи амма, путинға қарши шоар товлиди вә украинани қоллайдиғанлиқлирини билдүрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر