русийә украинада чәт әллик йалланма әскәрләр туруватқан җайларға һуҗум қилидиғанлиқини билдүрди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси игор конашенков бәзи ғәрб дөләтлириниң украинаға чәт әллик йалланма әскәрләрни әвәткәнликини билдүрүп: «туруватқан җайлирини билимиз, у йәрләргә һуҗум қилимиз» деди.

1795672
русийә украинада чәт әллик йалланма әскәрләр туруватқан җайларға һуҗум қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири:  русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси игор конашенков пайтәхт москвада украина-русийә уруши тоғрисида байанат елан қилди.

у русийә армийәси билән донбастики аталмиш бөлгүнчи һөкүмәтләрниң украинада давамлиқ илгириләватқанлиқини билдүрүп: «украинаниң 145 учқучисиз һава аппарати, 1298 данә танкиси вә һәр хил биронивики, 124 данә ракета атари, 469 зәмбирәк вә минамийоти, 1047 һәрбий аптомобили йоқитилди» деди.

у украинада чәт әллик йалланма әскәрләрниң барлиқини алаһидә әскәртип, мундақ деди:

«бәзи ғәрб дөләтлири пуқралириниң йалланма әскәр болуп украинаға беришини дөләт сәвийәсидә тәшвиқ қилмақта.  бу чәт әллик йалланма әскәрләрниң өлүмигә өзиниң дөләтлири җавабкар болиду. барлиқ чәт әллик йалланма әскәрләрниң украинада туруватқан җайлирини билимиз. у йәрләргә һуҗум қилимиз.»

русийә пирезиденти владимир путин оттура шәрқтин украинаға берип русийә тәрәптә җәң қилидиған йалланма әскәрләрни уруш райониға йәткүзүш буйруқини чүшүргән иди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи дөләт контрол мәркизиниң башлиқи михаил мизинтсев украинаниң марийупол шәһириниң әтрапидики туралғуларда туруватқан украина қисимлириниң йоқитилғанлиқини вә аһалиләрни тарқақлаштуруш үчүн шәһәргә аптобусларниң әвәтилгәнликини уқтурди.

михаил мизинтсев украина армийәсиниң 22 дөләттин кәлгән 6 миң 972 чәт әл пуқрасини гөрүдә тутуватқанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر