русийә украинаниң херсон шәһирини қолға чүшүргәнликини елан қилди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи русийә армийәсиниң украинаниң херсон шәһирини қолға чүшүргәнликини елан қилди.

1788334
русийә украинаниң херсон шәһирини қолға чүшүргәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси игор конашенков украинаниң 1502 һәрбий ул-әслиһәсиниң битчит қилинғанлиқини, 472 танка вә биронивик, 63 данә ракета, 206 зәмбирәк вә 336 данә һәрбий аптомобилниң пачақлап ташланғанлиқини елан қилди.

у кийевдики украина истихбарат идарисиниң технологийәлик әслиһәлири вә 72-алаһидә писхологийәлик һәрикәт мәркизиниң йуқири техникилиқ қораллар билән бомбардиман қилинғанлиқини әскәртип: «кийевдики телевизийә мунари битчит қилинди» деди.

у: «херсон шәһири контрол астиға елинди. районлуқ һөкүмәт билән русийә армийә қисимлири оттурисида шәһәрдики җамаәт ул-әслиһәлириниң хизмитини давамлаштуруш тоғрисидики музакирәләр давамлишиватиду» деди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر