руслар ATM  ниң алдида өчирәттә турмақта

ғәрбниң русийә банкилириға ембарго йүргүзүшидин кейин руслар банка терминали (ATM) ниң алдида узунға созулған өчирәттә турмақта.

1786999
руслар ATM  ниң алдида өчирәттә турмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пуқралири, ғәрбниң русийә банкилириға қаратқан ембарголириниң нәқ пул йетишмәсликни кәлтүрүп чиқириши вә пул төләш системилирини қалаймиқанлаштуруветишидин әнсирәп, банка терминали (ATM) ниң алдида узунға созулған өчирәт сақлимақта. русийә пуқралири, ғәрб дөләтлириниң бир қисим русийә банкилириниң SWIFT йәршариви пул төләш системисиға киришини чәклиши вә русийә мәркизий банкисиниң запаслирини тоңлитишни қарар қилишидин кейин, банка картлириниң карға кәлмәсликидин йаки банкиларниң пул елишни чәкләп қойушидин әнсиримәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر