зеленский қачқанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилип: «биз қорал ташлимаймиз, вәтинимизни қоғдаймиз» деди

украина пирезиденти виладимир зеленский өзиниң иҗтимаий алақә суписидики адресида учур һәмбәһриләп: «мениң (рус қисимлириға) қорал тапшуруш тоғрисида чақириқ елан қилғанлиқим йалған, биз қорал ташлимаймиз» деди.

1785902
зеленский қачқанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилип: «биз қорал ташлимаймиз, вәтинимизни қоғдаймиз» деди

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир зеленский өзиниң украинадин қечип кәткәнлики, әскәр вә аммини қорал ташлашқа чақирғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң йалған икәнлики тоғрисида байанат берип: «хәйрлик сәһәр, украиналиқлар! һазир мениң қорал ташлашқа чақирғанлиқим тоғрисида нурғун йалған хәвәрләр тарқиливатиду. мән бу йәрдә, қораллиримизни ташлимаймиз, вәтинимизни қоғдаймиз. қораллиримиз бизниң һәқиқитимиздур, һәқитимиз болса, бизниң земинимиз, дөлитимиз, пәрзәнтлиримиздур؛ биз буларниң һәммисини қоғдаймиз. мениң демәкчи болғанлирим бу, йашисун украина» деди.

зеленский фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән телефонлашқанлиқи тоғрисида мәлумат берип: «шериклиримиздин қорал вә лазимәтликләр келиватиду. урушқа қарши туруш бирләшмиси актип» деди.

йәнә бир тәрәптин, американиң« вашингтон почтиси гезити»  америка вә украина әмәлдарлириниң сөзлирини нәқил кәлтүрүп, америка қошма иштатлириниң, зеленскиниң русийәниң қолиға чүшүп қелишиниң алдини елиш үчүн пайтәхт кийевдин айрилишиға йардәм беришкә тәййар икәнликини билдүргәнлики, әмма зеленскийниң һазирғичә бу тәклипләрни рәт қилип, дөлитиниң бешида турушни давамлаштуридиғанлиқини оттуриға қойғанлиқини илгири сүрди.

зеленский түнүгүн әтигәндә бәргән байанатида, русларниң 1- номурлуқ зәрбә бериш нишаниниң өзи, 2 - номурлуқ нишанниң аилиси икәнликини, әмма вәтинини қоғдаш вәзипсиини ада қилидиғанлиқини ейтқаниди.

русийә 24 - феврал украинаға қарши һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر