путин модиға һәрбий һәрикәтниң сәвәбини чүшәндүрди

русийә пирезиденти владимир путин украинада һәрбий һәрикәт башлаш қарарини, украина земинлириниң америка вә натониң иттипақдашлири тәрипидин һәрбий җәһәттин сүйиистемал қилиниши сәвәбидин чиқарғанлиқини ейтти.

1785062
путин модиға һәрбий һәрикәтниң сәвәбини чүшәндүрди

түркийә авази радийоси хәвири:  русийә кремил сарийиниң байанатида билдүрүлишичә, путин һиндистан баш министири моди билән телефонда көрүшкәндә, немә үчүн һәрбий һәрикәт қарарини чиқарғанлиқини чүшәндүргән.

путин сөһбәт темиси украина әтрапидики вәзийәткә кәлгәндә, кийевниң донбастики пуқраларға қаратқан һуҗумлири вә йиллардин буйан иҗра қилиниватқан минск келишимини бузушни мәқсәт қилған сийасәтлири тоғрисидики қараршлирини оттуриға қойған.

у бундақ әһваллар астида вә йәнә келип, америка билән натониң украина земинлирини русийә үчүн қобул қилғили болмайдиған дәриҗидә һәрбий җәһәттин сүйиистемал қилиши сәвәбидин алаһидә һәрбий һәрикәт башлаш қарарини чиқарғанлиқини чүшәндүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر