нато башлиқлар йиғинидин кейин байанат елан қилинди

шималий атлантик әһди тәшкилати – нато пәвқуладдә башлиқлар йиғини чақирип, русийәниң украинаға қаратқан һәрбий мудахилисини музакирә қилди.

1785725
нато башлиқлар йиғинидин кейин байанат елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: натоға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири дәриҗилик пәвқуладдә син йиғининиң ечилиш нутуқини нато баш катипи йенс столтенберг сөзлиди.

бир нәччә айлиқ агаһландурушларға вә мәсилини дипломатик усулда һәл қилиш тиришчанлиқлириға қаримай, русийәниң йавропа чоң қуруқлуқиниң тинчлиқини бузғанлиқини тәкитлигән столтенберг, «ишғалниң бирдинбир җавабкариниң русийә икәнлики»ни илгири сүрди.

баш катип йенс столтенберг русийә һәрбий һәрикәтни дәрһал тохтитишқа чақирип, натониң украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқини қайта- қайта тәкитлиди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму русийәниң украинаға қаратқан һәрбий һәрикити музакирә қилинған натоға әза дөләтләр рәһбәрлири пәвқуладдә йиғиниға интернет муһитида иштирак қилди.

натониң бу қетимқи башлиқлар йиғиниға йавропа иттипақи, финландийә вә шиветсийә рәһбәрлириму иштирак қилди.

йиғиндин кейин елан қилинған нато башлиқлар йиғини байанатида: «украинаниң демократик йоллар арқилиқ сайланған пирезиденти, парламенти вә һөкүмити билән вәтинини қоғдаватқан җәсур украина хәлқиниң йенида туримиз» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә: «русийәниң һәрикәтлиригә қарап натониң алдини елиш вә мудапиә позитсийәси үчүн зөрүр йәкүнләрни чиқиримиз. русийә президенти виладимир путинниң украинаға һуҗум қилиш қарари, русийә узун йиллар бойичә иқтисадий вә сийасий җәһәттин еғир бәдәл төләйдиған қорқунчлуқ хаталиқтур» дейилди.

русийә түнүгүн украинаға бастуруп кирип һәрбий һәрикәт башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر