әсәд һөкүмити украинадики бөлгүнчиләр билән һәмкарлиқ орнитиду

бәшшәр әсәд һакимийитиниң русийә пирезиденти виладимир путинниң қарарини қоллайдиғанлиқлирини вә бөлгүнчи һөкүмәтләр билән һәмкарлиқ орнитидиғанлиқлирини билдүрди.

1782981
әсәд һөкүмити украинадики бөлгүнчиләр билән һәмкарлиқ орнитиду

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә бәшшәр әсәд һакимийитиниң ташқи ишлар министири фәйсәл әлмиқдад русийә пирезиденти виладимир путинниң аталмиш донетск вә луганск хәлқ җумһурийәтлирини етирап қилиш қарарини қоллайдиғанлиқлирини вә бу бөлгүнчи һөкүмәтләр билән һәмкарлиқ орнитидиғанлиқлирини билдүрди.

бәшшәр әсәд һакимийити агентлиқи (SANA) ниң хәвәр қилишичә, хәлқара валдай бәс - муназирә кулубиниң русийәниң пайтәхти москвада чақирилған йиғинида сөз қилған бәшшәр әсәд һакимийитиниң ташқи ишлар министири фәйсәл әлмиқдад, русийә пирезиденти виладимир путинниң украинаниң донбас районидики бөлгүнчиләрниң аталмиш һөкүмәтлирини етирап қилиш қарари һәққидә тохталғанда, путинниң бу қарарини қоллайдиғанлиқлирини, һәмдә русийә тәрипидин етирап қилинған бөлгүнчиләр билән һәмкарлиқ орнитидиғанлиқлирини қәйт қилди.

бәшшәр әсәд һакимийити, 2018 – йили май ейидиму гирузийәдин өз алдиғила мустәқиллиқ елан қилған вә русийә қоллиған бөлгүнчи абхазийә вә җәнубий осетйа районлирини етирап қилиш тоғрулуқ қарар чиқарғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر